җүмә намизидин кейин мәсҗиди әқсада намайишлар техиму улғайди

пәләстинликләр җүмә намизидин кейин, мәсҗиди әқсаниң әтрапида американиң қуддусни исираилийә пайтәхти дәп қобул қилишиға қарши өткүзүлүватқан намайишларниң көлимини техиму кеңәйтти.

864263
җүмә намизидин кейин мәсҗиди әқсада намайишлар техиму улғайди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә сақчилири намайишниң алдини елиш үчүн кишиләрни тарқитишқа тиришмақта. намайишчилар болса сақчиларға таш етип қаршилиқ көрсәтти. исираилийә сақчилириға атлиқ қисимлар йардәм қилди. исираилийә сақчилири шам дәрвазисида тарқитивәткән кишиләр қайтидин топланди.

мәсҗиди әқсаниң әтрапида җиддийчилик йуқири пәллигә көтүрүлди.

ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидиму кишиләр намайиш өткүзди. исираилийә армийәси намайишчиларниң топлинишини һәрбий аптомобиллар билән тосушқа тиришти. исираилийә әскәрлири намайишчиларға бәзидә раст оқ вә йаш аққузуш бомбиси етип, намайишни тарқитиветишкә урунди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر