трамп сабиқ ташқи ишлар министири һилари үстидики тәкшүрүшләрни әйиблиди
америка пирезиденти доналд трамп федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң сабиқ башлиқи җеймис коми башчилиқидики һилари клинтон үстидики тәкшүрүшләрниң, «сахта вә тоғра болмиған тәкшүрүш» икәнликини илгири сүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп твиттерда сабиқ ташқи ишлар министири һилари клинтон үстидики тәкшүрүш һәққидә бир учур һәмбәһирлиди. у һәмбәһирлигән учурида, комидин миллий хәвпсизлик мәслиһәтчиси мишел флин үстидики тәкшүрүшләрни тохтитишни һечқачан тәләп қилип бақмиғанлиқини әскәртти. у «йалған хәвәр» дәп атиған бир қанчә чоң таратқуларниң давамлиқ һалда коми илгири сүргән мәсилиләрни асас қилип хәвәр тарқитиватқанлиқини әскәртти.
FBI ниң коми башчилиқида елип бериливатқан һилари клинтон үстидики тәкшүрүшни «сахта вә тоғра болмиған тәкшүрүш» дегән пирезидент трамп, FBI ға коми директор болғанда идарә образиниң йәр билән йәксан болғанлиқини, идариниң кона образини пат арида әслигә кәлтүридиғанлиқлирини билдүрди.
у русийәниң америкадики пирезидентлиқ сайламлириға қол тиққанлиқи һәққидики тәкшүрүшләрдин узақлаштурулған сабиқ FBI хадими петир ситрзик тоғрисидики учурлирини һәмбәһирлиди.
америка таратқулиридики «трампқа қарши FBI хадими клинтон делосини тәкшүрди» дегән хәвәрләр тоғрисида: «әмди һәммә нәрсиләр мәнилик болушқа башлиди» деди.
пирезидент трамп һәмбәһирлигән учурида, һилари клинтон ташқи ишлар министири болуп вәзипә өтигәндә, хусусий елхәт адресини рәсмий алақидә ишләткәнликини хатириләтти. у мундақ деди:
«мәсулийәтсиз FBI хадиминиң клинтон делосидики роли назарәт астида. клинтон үстидә тәкшүрүшләр болуватқанда, клинтонниң пуллири вәзипә үстидики йәнә бир FBI хадимиға йәткүзүләтти.»
петир ситрзикниң трампқа қарши тарқатқан учурлири ашкариланғанда, русийә делосиға мәсул тәптиш хадими роберт муллер тәрипидин йаз айлирида вәзиписидин елип ташланғанлиқи билдүрүлгән иди. буниңдин башқа, петир ситрзикниң клинтон үстидики тәкшүрүшләргә мәсул болуп туруватқан чағлирида тәкшүрүш гурупписида вәзипә өтәватқан башқа FBI хадиминиң айали билән бинормал мунасивәтләрдә болғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалған иди.