барзани, ғәрбниң «тәрбийәлә - қоралландур» пирограммисиниң ахирлашқанлиқини ейтти

ирақ корд районлуқ һөкүмити баш министири нәчирван базарни, хәлқара иттипақдаш күчләрниң пәшмәргәгә қиливатқан тәрбийәлә – қоралландур вә йардәм қил пирограммисиниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

856723
барзани, ғәрбниң «тәрбийәлә - қоралландур» пирограммисиниң ахирлашқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд районлуқ һөкүмити баш министири нәчирван базарни, америка башчилиқидики даешқа қарши хәлқара иттипақдаш күчләрниң пәшмәргәгә қиливатқан тәрбийәлә – қоралландур вә йардәм қил пирограммисиниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

барзани һәптилик ички кабенит йиғинидин кейин байанат берип, «америка башчилиқидики даешқа қарши хәлқара иттипақдаш күчләрниң пәшмәргәгә қиливатқан тәрбийәлә – қоралландур вә йардәм қил пирограммиси ахирлашти. йеңидин келишим түзүш тиришчанлиқлири давамлашмақта. мән, бу келишимниң қайтидин түзүлүши вә йардәм қилинишида бирәр мәсилә бар, дәп қаримаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر