америка «йалған пул басқан» лиқи илгири сүрүлгән киши вә ширкәтләрни қара тизимликкә киргүзди

америка, иранниң йәмәндики «муқимлиққа зийан салғучи» паалийәтләрни йүз милйонларчә доллар қиммитидә йалған пул бесиш арқилиқ қоллиғанлиқини илгири сүрүп, 2 киши билән 4 ширкәтни қара тизимликкә киргүзди.

851483
америка «йалған пул басқан» лиқи илгири сүрүлгән киши вә ширкәтләрни қара тизимликкә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтонниң қара тизимликигә киргүзүлгән мәтбәәләрдин иккисиниң германийәдә болуши диққәтни тартти. америка хәзинә ишлири министирлиқи байанат берип, иран инқилаб муһапизәтчилириниң қуддус күчлирини сахта йәмән рийали бесип арқилиқ қоллиған 6 киши вә орунға җаза йүргүзүлидиғанлиқини уқтурди. байанатта, кәң даирилик алдамчилиқ шайкиси басқан сахта пуллар билән башта йавропа вә парс қолтуқи дөләтлири болуп дунйа миқйасидики ширкәтләрдин иран инқилаб муһапизәтчилиригә қарашлиқ қуддус күчлиригә пайдилиқ мәһсулатларни сетивалғанлиқи илгири сүрүлди.

америка хәзинә ишлири министири стевен мунчин бу һәқтә тохтилип, «бу шайка, иран инқилаб муһапизәтчилири қуддус күчлириниң йавропа ширкәтлири, парс қолтуқи һөкүмәтлири вә дунйаниң башқа әллирини муқимлиққа бузғунчилиқ қилидиған паалийәтлирини қоллаш мәқсәтлик күчлүк алдамчилиқ методлирини намайан қилип бәрди» дегәнләрни қәйт қилди.

америкиниң қара тизимликигә киргүзүлгәнләр арисидики реза һәйдариға қарашлиқ болғанлиқи үчүн җаза йүргүзүлидиған ширкәтләрдин ForEnt Technic  билән Printing Trade Center ниң германийәдә мәшғулат елип баридиғанлиқи әскәртилди. мәркизий теһранға җайлашқан пардазәш тәсвир вә тиҗарәт алмас мобин гуруһи исимлик ширкәтләр болса, йәнә иран инқилаб муһапизәтчилири намидин паалийәт елип баридиған мәһмуд сәйфниң контроллуқи астида икәнлики сәвәбидин қара тизимликкә киргүзүлди.

хәзинә ишлири министирлиқиниң қара тизимликигә киргүзүлгәнләрниң америкидики мал – мүлүклири тоңлитилиду вә америкилиқлар билән сода мунасивити орнитиши мәни қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر