й х һ т тәвәликидики ирқчилиқ вә өчмәнлик җинайәтлиригә даир санлиқ мәлуматлар елан қилинди

өткән бир йилда йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати районида шәхс вә органларға қилинған ирқчи вә чәт әлликни йаман көрүш даирисидә 2154 өчмәнлик җинайити садир қилинди.

849584
й х һ т тәвәликидики ирқчилиқ вә өчмәнлик җинайәтлиригә даир санлиқ мәлуматлар елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати демократик (й х һ т) органлар вә кишилик һоқуқ ишлири ишханиси, 2016 – йили 48 әза дөләттә мәйданға кәлгән өчмәнлик җинайәтлиригә даир санлиқ мәлуматларни елан қилди؛ мәзкур йазма байанатта, өткән йили йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати районида һәр хил сәвәбләр түпәйли 5998 айрим өчмәнлик җинайити садир қилинғанлиқи қәйт қилинди.

санлиқ мәлуматларға қариғанда, ирқчи вә чәт әлликни йаман көрүш сәвәблик садир қилинған өчмәнлик җинайәтлири 2154 кә йетип алдинқи қатардин орун алған؛ йәһудий диниға етиқад қилғучиларға қарши 1661, хиристийанларға қарши 509, мусулманларға қарши 371 қетим өчмәнлик җинайити садир қилинған.

байанатта йәнә, пәрқлиқ җинс вә кимликкә игә кишиләрниң 687 қетим зорлуқ арилашқан һуҗумға учриғанлиқи тәкитләнди.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати демократик органлар вә кишилик һоқуқ ишлири ишханиси директори ингибҗөрг солрун гисладоттир бу һәқтә йазма байанат елан қилип, хәлқара әпучанлиқ күнидә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати районидики айримичилиқ вә өчмәнликкә қарши күрәшкә мәзкур санлиқ мәлуматларни ортақлишиш арқилиқ һәссә қошушни ойлиғанлиқлирини билдүрди. у сөзини давамлаштуруп, «йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләрниң өчмәнлик арилашқан һәр түрлүк җинайәт вә җинайәт амилиға қарши паал күрәш қилишини арзу қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر