түркийә гиретсийәгә йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә гиретсийәниң пайтәхти атина әтрапида йүз бәргән су апитидә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрүш билән бир вақитта, гиретсийәгә һәр җәһәттин йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди.

848871
түркийә гиретсийәгә йардәм беришкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, түркийәниң гиретсийәдики су апитидә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәликидин толиму әпсуслинидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «су апитидә қаза қилғанларниң йеқин – йоруқлири вә гиретсийә хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз. түркийә һәмишә гиретсийә билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилишқа һәмдә гиретсийәгә һәр җәһәттин йардәм беришкә тәййар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر