америка билән җәнубий корейә ортақ маневир өткүзүшкә башлиди

җәнубий корейә деңиз армийәси билән америка деңиз армийәси ортақ һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди.

845425
америка билән җәнубий корейә ортақ маневир өткүзүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, корейә йерим арили әтрапида башланған вә уда 4 күн давамлишидиған, җәнубий корейә деңиз армийәсидин 7 һәрбий парахот, америкидин « USS Nimitz», « USS Theodore Roosevelt» вә « USS Ronald Reagan » намлиқ үч авийаматка билән 11 авийаматка қатнашқан маневир 14 – нойабирғичә давамлишидикән.

«шималий корейәниң һәрбий тәһдитлиригә тақабил туруш» һәрикәтлириниму өз ичигә алидиған 4 күнлүк маневир җәнубий корейә армийәси билән америка деңиз армийәсиниң һәм пийоңйаң һөкүмитиниң йадро вә башқурулидиған бомба синиқи иғвагәрчиликлиригә зәрбә бериш һәм җиддий әһвалларда дәрһал һәрбий һәрикәт елип беришкә тәййар һаләттә икәнликини билдүрүп қойуш икән. буниңдин башқа йәнә, маневирдин, икки дөләтниң һәрбий қисимлириниң ортақ һәрбий һәрикәт елип бериш иқтидарини өстүрүш нишан қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر