җәнубий корейә билән америка маневир өткүзиду

җәнубий корейә билән американиң деңиз армийәлири 11-нойабир (шәнбә) шималий корейәниң тәһдитигә қарши маневир өткүзиду.

844875
җәнубий корейә билән америка маневир өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийәси америка деңиз армийәси билән маневир өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди. байанатқа асасланғанда, җәнубий корейәниң йәттә һәрбий парахоти, американиң «USS Nimitz», «USS Theodore», «USSRonald Reagan» намлиқ үч авийаматкиси вә 11 һәрбий парахоти маневирға қатнаштурулидикән.

қәйт қилинишичә, маневир корейә йерим арили әтрапида өткүзүлидиған болуп, 14-нойабир (сәйшәнбә) ғичә давамлишидикән. төт күнлүк маневирниң пийоңйаңниң йадро вә башқурулидиған бомба иғвагәрчиликигә қарши агаһландуруш мәқситиму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر