хитайниң кона пуллири рекорт баһада сетилди

хитайниң 50 данә кона пули, данийәниң пайтәхти копенһагендики бруун расмуссен намлиқ баһа талаштуруп сетиш мәркизидә 1 милйон 400 миң крон (850 миң түркийә лираси) ға сетилди.

843372
хитайниң кона пуллири рекорт баһада сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: данийәниң пайтәхти копенһагендики бруун расмуссен баһа талаштуруп сетиш өйи, мәзкур кона пулларни хоңкоңда йашайдиған бир хитай  асарә – әтиқә топлиғучиси тәрипидин сетивелинғанлиқини уқтурди.

бир тизиқ һалитидә сетишқа сунулған пулларниң 1854 – йили бесилғанлиқи, 1900 – йилларниң башлирида хитайда вәзипә өтигән софус билак исимлик бир данийәлик тәрипидин данийәгә кәлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.

бруун расмуссен баһа талаштуруп сетиш орни, данийәдә өткүзүлгән буниңдин илгирики кона пулларни баһа талаштуруп сетишта бундақ көп мәбләғкә кона пул сетилмиғанлиқини, бу қетимқисиниң бир рекорт һесаблинидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر