афғанистанда партлаш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабул әтрапида йеқилғу тошуйдиған бир танкерға орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә 8 киши қаза қилди.

839503
афғанистанда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәрван җамат хәвпсизлики идарисиниң башлиқи генерал заман мамузайниң ейтишичә, чариқар шәһиридә йеқилғу тошуватқан бир танкерға орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә йолдин өтүп кетиватқан бир йолучилар аптубуси билән бәзи кчик аптомобиллар көйүп кәткән, 8 киши қаза қилған, 25 киши йариланған.

униң билдүрүшичә, йариланғанларниң әһвали еғир болуп, өлгәнләр саниниң ешип кетиш хәвпи йуқири икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر