талибан әзалири тәслим болди

афғанистанниң шәрқидики қунар вилайитидә 60 талибан әзаси қорал тапшуруп тәслим болди.

839513
талибан әзалири тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: қунар валийси ваһидуллаһ килимзәйниң билдүрүшичә, өз ихтийари билән тәслим болған талибан әзалири илгири қунарниң сукай вә хас наһийәлиридә террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланған болуп, уларниң арисида тәшкилатниң райондики аталмиш мәсуллириму бар икән. бу террористларниң тинчлиқ пиланиға дахил болуши районниң бихәтәрликигә нисбәтән наһайити муһим болуп, башқа террористларниму бу пиланға дахил болушқа чақиримән.»

мәлуматларға қариғанда, афғанистанда йеқинқи 10 йилдин көпрәк вақиттин буйан үзлүксиз давамлишиватқан урушни сийасий йоллар билән һәл қилишқа мәсул алий тинчлиқ кеңиши «тинчлиқ пилани» намида астида паалийәт елип бериватқан болуп, һөкүмәт пилан даирисидә қорал тапшурған террористларға маддий йардәм бәрмәктә вә ишқа орунлишиш пурсити йардәм бәрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر