«B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланлар җиддий һаләткә өтүш алдида

америка һава армийәси йадро қорали елип учалайдиған «B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланларни соғуқ уруш ахирлишип тунҗи қетим 24 саәтлик җиддий һаләткә өткүзүшкә тәййарланди.

832973
«B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланлар җиддий һаләткә өтүш алдида

түркийә авази радийоси хәвири: америка һава армийәсиниң қомандани генерал давид голдфейин 1991-йилдин буйан тунҗи қетим «B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланларни 24 саәтлик җиддий һалитидә турғузушни ойлишиватқанлиқлирини елан қилди. у: «бу пәқәт тәййарлиқта икәнликимиз тоғрисида ишәнч беғишлайдиған йәнә бир қәдәм һесаблиниду. буни конкрет әһвал үчүн демидим, бирақ буниңға өзимиз ичидә болған дунйави вәзийәтниң әмәлийити сүпитидә қараймән» деди.

  «B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланларға җиддий һаләткә өтүш буйруқи чүшүрүлмиди, бирақ буйруқ берилгән тәқдирдә, соғуқ уруштин кейин тунҗи қетим йадро бомбиси елип учалайдиған «B-52» типлиқ бомбардиманчи айропиланларниң учушқа башлайдиғанлиқи билдүрүлди.

генерал давид голдфейин буйруқниң қачан чүшүрүлидиғанлиқи тоғрисида тохталди вә йепиқ шәкилдә шималий корейәгә ишарәт қилип, мундақ деди:

«бу пүтүнләй ким җоңунға, қандақ һәрикәткә вә бизниң тәййарлиқ әһвалимизға болған диққәткә мунасивәтлик болиду. дунйа әмди хәтәрлик җайға айланди, чүнки очуқ-ашкара йадро қорали ишлитиш тоғрисида гәп қилидиған кишиләр бар. һазир сабиқ советләр иттипақи вә биз бар болған икки қутуплуқ дунйада йашимайватимиз, йадро иқтидариға игә башқа дөләтләрму бар.»

америка пирезиденти доналд трамп сентәбир ейида нийу йоркта ечилған б д т ниң 72-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида сө қилғанда, шималий корейә йадро синиқини давамлаштурған тәқдирдә керәклик тәдбирләрни елишқа тәййар икәнликлирини әскәртип, мундақ дегән иди:

«ким җоңун һәм өзи һәмдә һакимийитини йоқ қилишқа урунуватиду. әгәр америка өзини вә иттипақдашлирини қоғдашқа мәҗбур қалса, шималий корейәни пүтүнләй йоқ қилиштин башқа чариси қалмайду, америка буниңға тәййар, буни арзу қилиду вә қилалайду, бирақ мән буниңға керәк қалмаслиқни үмид қилимән.»

шималий корейә 2017-йили 3-сентәбир 2006-йилдин буйанқи әң күчлүк вә 6-қетимлиқ йадро синиқи әмәлгә ашурғандин кейин, америка тәрипидин тәййарланған йеңи ембарго йүргүзүш қарар лайиһәси б д т хәвпсизлик кеңишиниң тәстиқидин өткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر