һамасниң бир йуқири дәриҗилик әмәлдари теһранда зийарәттә болди

исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң сийасий ишлар бийуросиниң муавин башлиқи салиһ әларури, иран билән болған мунасивәтләрни үзүп қойушни халимайдиғанлиқлирини билдүрди.

832349
һамасниң бир йуқири дәриҗилик әмәлдари теһранда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас, сийасий ишлар бийуросиниң муавин башлиқи салиһ әларуриниң теһран зийарити тоғрисида йазма байанат елан қилип, бу зийарәтниң исраилийәниң пәләстин миллий йаришиш келишимини етирап қилиш үчүн, иран билән болған мунасивәтләрни үзүш тоғрисидики шәртиниң әмәлий рәвиштә рәт қилинғанлиқини билдүридиғанлиқини әскәртти.

арури, исраилийә ишғалиға қарши пәләстин хәлқини қоллап – қуввәтләватқан пүткүл дөләтләр билән мунасивәтләрни күчәйтиш тәрәпдари икәнликини билдүрди.

һамас билән фәтиһ һәйәтлири 12 – өктәбирдә қаһирәдә сөһбәт өткүзүп, пәләстиндики өзара бөлүнүшкә хатимә беридиған бир йаришиш келишими имзалиғаниди.

исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу болса, пәләстин йаришиш келишиминиң етирап қилиниши үчүн, исраилийәниң етирап қилиниши, һамасниң қоралсизландурулуши вә иран билән болған мунасивәтләрниң тохтитилиши қатарлиқ шәртләрни қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر