афғанистанда адәм бомба һуҗуми йүз берип онларчә адәм өлди

афғанистанниң ғәзнә вилайитиниң әндәр наһийәсидә адәм бомба һуҗуми йүз берип 20 киши һайатидин айрилди, 36 киши йариланди.

829742
афғанистанда адәм бомба һуҗуми йүз берип онларчә адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан муавин ички ишлар министири генерал мурад әли мурадниң билдүрүшичә, әндәр наһийәлик қаймақамлиқ бинаси нишан қилинған һуҗумда, 15 сақчи билән 5 пуқра қаза қилған, 20 сақчи билән 16 пуқра йариланған. һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати талибан өз үстигә алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر