шималий корейә кәлгүсидә техиму көп сүний һәмраһ қойуп беридиғанлиқини билдүрди

шималий корейәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий вәкили дөлитиниң кәлгүсидә ташқи пиланета хизмәтлирини техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

829436
шималий корейә кәлгүсидә техиму көп сүний һәмраһ қойуп беридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий вәкили ким ин рийоң кәлгүсидә дөлитиниң техиму көп сүний һәмраһ қойуп беришни пиланливатқанлиқини ейтти.

ким ин рийоң б д т ташқи пиланетадин тинчлиқни мәқсәт қилған һалда пайдилиниш хизмәтлири комитети йиғинида сөз қилип, америкиниң шималий корейәниң ташқи пиланетадин тинчлиқни мәқсәт қилған һалда пайдилиниш үчүн елип бериватқан хизмәтлиригә тосалғу болуп келиватқанлиқини билдүрди.

шималий корейәниң бу саһәдә  елип бериватқан хизмәтлириниң қанунлуқ икәнликини ейтқан ким ин рийоң мундақ деди: «америка әң көп сүний һәмраһ қойуп бәргән дөләт туруп бизниң хәлқараниң тинчлиқи вә хәвпсизликигә тәһдит селип келиватқанлимизни билҗирлап кәлмәктә, бу әқилгә мувапиқ болмиған қараш, шундақла қош өлчәмдур.»

ким ин рийоң түнүгүн б д т да сөз қилғандиму корейә йерим арилиниң вәзийитиниң техиму мурәккәплишип кәткәнликини, шуңа һәр қачан йадро урушиниң йүз берип қелишиниң еһтималиниң барлиқини ейтқаниди.

америка пирезиденти доналд трамп өткән ай нийуйоркта чақирилған 72-нөвәтлик б д т омумий кеңәш йиғинида сөз қилип, шималий корейә йадро хизмәтлирини давамлаштурған тәқдирдә америкиниң бу дөләткә тигишлик җазасини беридиғанлиқини ейтип мундақ дегәниди: «шималий корейә пирезиденти ракетаға охшайдикән, у һәм өзини һәмдә дөлитини вәйран қилимән дегәндәкла һәрикәт қилидикән, навада америка өзи вә иттипақдашлирини қоғдашқа мәҗбур болуп қалса, дөлитимизниң шималий корейәни пүтүнләй йоқ қиливетиштин башқа таллаш йоли қалмайду. америка буни қилалайдиған қудрәткә игә, буни һәр қачан вҗудқа чиқиралайду, бирақ буниңға һаҗәт қалмаслиқини арзу қилимән.»

пийоңйаң һөкүмити 2006-йилдин буйан әң күчлүк һесаблинидиған 6 –қетимлиқ йадро сениқини елип барди, бу синақтин кейин америка шималий корейәгә йеңи ембарголарни қойушни мәзмун қилған қарар лайиһәсини тәййарлап б д т хәвпсизлик кеңишиниң тәстиқлишиға тәқдим қилди вә бу қарар лайиһәси мақулланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر