афғанистанда партлаш йүз бәрди

афғанистанниң шималидики нангархар вилайитиниң һасәки мини наһийәсидә мәйданға кәлгән партлашта 3 пуқра қаза қилди.

826886
афғанистанда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нангархар  валий мәһкимиси байанатчиси атауллаһ һоңйаниниң билдүрүшичә, террорлуқ тәшкилати талибан тәрипидин һасәки мини наһийәсиниң қорқарай районида йол четигә орунлаштуруп қойулған бомба пуқралар олтурған аптомобил өтүп кетиватқанда партлиған, партлашта 3 пуқра һайатидин айрилған, бир бала йариланған.

игилинишичә, вәқәниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر