америкидики бир түрмидә исйан чиқти

америкиниң калифорнийә иштатидики бир түрмидә мәһбусларниң қечиш үчүн исйан чиқирип от қойуп бериши нәтиҗисидә 2 түрмә хадими өлди.

826642
америкидики бир түрмидә исйан чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий каролайне җәмийәт аманлиқини сақлаш идарисиниң билдүрүшичә, шималий каролайнеға қарашлиқ елизабит ситидики паскотак түрмисидә мәһбуслар қечиш үчүн исйан чиқирип, түрмигә от қойувәткән. от апитидә 2 түрмә хадими өлгән, йариланған 10 киши балнесқа елинған. исйан җәрйанида түрмә тақалғанлиқи үчүн, һечбир мәһбус қачалмиған.

җәмийәт аманлиқини сақлаш идарисиниң мәлуматлириға асасланғанда, һәммиси әрләрдин тәшкил тапидиған 729 мәһбус қамалған түрминиң 410 хадими бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر