силопи – һарбур районида қошма маневир давамлашмақта

түркийә армийәси тәрипидин ширнақниң силопи наһийәсидики һабур чегра еғизи әтрапида 18 – сентәбир күни ишқа кириштүрүлгән һәрбий маневир ирақ армийәсиниңму қатнишишида давамлашмақта.

825041
силопи – һарбур районида қошма маневир давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: маневир җәрйанида төт тәрәптин дүшмәнниң қараргаһлири қолға киргүзүлди, қолға киргүзүлгән қараргаһларға бироневиклар вә танкилар орунлаштурулди.

мәшқниң тамамлинишидин кейин қисимлар базисиға қайтти.

баш иштаб башқармисиниң билдүрүшичә, түркийә армийәси тәрипидин 18 – сентәбир күни ишқа кириштүрүлгән маневирниң үчинчи басқучиға 26 – сентәбирдин башлап ирақ армийәсиму қатнашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر