һамас пәләстинликләрни мәсҗиди әқсада постта турушқа чақирди

исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамас, исраилийәниң қуддус вә әлхәлил районлиридики дәпсәндичиликлиригә қарши туруш үчүн, мәсҗиди әқсада постта турушқа чақирди.

823877
һамас пәләстинликләрни мәсҗиди әқсада постта турушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас рәһбәрлиридин әймән әбу хәлил, тәшкилатниң рәсмий тор бети арқилиқ байанат елан қилип, «ибраһим җамәсиниң тақиветилиши вә әзанниң чәклиниши очуқ – ашкара дәпсәндичилик, исламий орунларниң йәһудийлаштурулуши вә мусулманларниң бу җайлардики һәқ – һоқуқлириниң тартивелинишидур» деди.

мәсҗиди әқсаниң һәр күни йүзләрчә йәһудий көчмәнләрниң бастуруп киришигә учриши вә ибраһим җамәсидә күнләрдин буйан әзан оқулмаслиқиға наразилиқ билдүрүш керәкликини тәкитлигән әймән әбу хәлил, әқса вә ибраһим җамәсини заман вә макан җәһәттә айриветишкә урунған ишғалчи күчләрниң халиғанчә қилмишлириға қарши чиқиш үчүн, әқсаға берип, у йәрдә постта турушқа чақирди.

қуддус исламий фондилар идариси байанатчиси фирас дибс түнүгүн байанат берип, 343 ашқун йәһудийниң исраилийә сақчилириниң һимайиси астида әқсаниң мәғарибә дәрвазисидин һәрәм шәрифниң һойлисиға киргәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر