русийә: америкилиқлар сан фирансискодики консулханимизға бастуруп кирди

русийә, америкилиқ хадимларниң сан фирансискодики консулхана бинасиниң ишикини сундуруп ичигә киргәнликини илгири сүрди.

819145
русийә: америкилиқлар сан фирансискодики консулханимизға бастуруп кирди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат берип, америкилиқ хадимларниң консулхана бинасини мусадирә қилип, ишханиларни қаттиқ тәкшүргәнликини әскәртти.

байанатта мундақ дейилди: «агаһландурушлиримизға қаримай, америкилиқ хадимлар әқилниң садасиға қулақ салмиди вә қанунсиз пиланлиридин ваз кәчмиди. бүгүн (түнүгүн), сан фирансискодики омумий консулхана бинайимизниң һәммиси мусадирә қилинди. декабир ейидин буйан америка қошма иштатлири русийәниң 5 дипломатик орни мәҗбурий мусадирә қилинди. һазир болса, ишикини сундуруп ичигә киргән бинайимизни баштин ахир тәкшүрмәктә.»

русийәниң америка қошма иштатлириниң позитсийәсигә дүшмәнләрчә, дәп баһа беридиғанлиқи әскәртилгән байанатта, москваниң мәзкур қилмишқа охшаш усулда инкас қайтуруш һәққини сақлап қалидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر