германийәдә байқалған 250 кело еғирлиқтики бомба һәммини чөчүтти

бомбини пачақлап ташлаш үчүн 10 миңдин артуқ кишини райондин бихәтәр җайларға йөткәшкә тоғра кәлди.

818988
германийәдә байқалған 250 кело еғирлиқтики бомба һәммини чөчүтти

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң пайтәхти берлиндә қәдимий пойиз истансисидики қурулуш хизмәтлири җәрйанида 2 – дунйа урушидин қалған 250 кело еғирлиқтики бир бомба байқалди.

берлин сақчи идариси тәрипидин елан қилинған байанатта, бомбини пачақлап ташлаш үчүн райондики 10 миңдин артуқ кишини бихәтәр җайларға йөткәшкәшкә тоғра кәлгәнлики билдүрүлди.

чоң йол вә кочиларда қатнаш тохтитилди. кишиләрни бихәтәр җайларға йөткәш хизмәтлири башланди. йөткәлгән кишиләрниң темпелһоф шичонеберг наһийәси һөкүмәт бинасида турса болидиғанлиқи елан қилинди.

германийәдә алдинқи қетим өткән айниң башлирида фиранкфорт  шәһиридиму 2 – дунйа урушидин қалған бир бомба байқилип, 600 миңдин артуқ кишини бихәтәр җайларға йөткәшкә тоғра кәлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر