интерпол пәләстинниң әзалиқ илтимасини қобул қилди

хәлқара сақчи тәшкилати – интерпол, пәләстинниң әзалиқ илтимасини қобул қилди.

815225
интерпол пәләстинниң әзалиқ илтимасини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сақчи тәшкилати – интерпол бүгүн твиттер адреси арқилиқ учур тарқитип, хитайниң пайтәхти бейҗиңда чақирилған омумий кеңәш йиғинида, пәләстин билән соломон араллириниң әзалиқ илтимасиниң беләт ташлаш арқилиқ қобул қилинғанлиқини әскәрткән һалда, «пәләстин дөлити билән соломон араллири интерполниң әзасиға айланди» дәп йазди.

пәләстинниң интерполға әза болушиға қарши туруп келиватқан исраилийә ташқи ишлар министирлиқи, буниңға алақидар беләт ташлашниң кәм дегәндиму бир йил кечиктүрүлүшини тәләп қилмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر