америка ташқи ишлар министири тиллерсон хитайда зийарәттә болиду

америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон 28-сентәбирдин 1-өктәбиргичә хитайда зийарәттә болиду.

814839
америка ташқи ишлар министири тиллерсон хитайда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири рекс тиллерсон 28-сентәбирдә хитайда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хесер навурт (Heather Nauert) бу һәқтә йазма байанат елан қилип министир тиллерсонниң 28-сентәбирдин 1-өктәбиргичә хитайда зийарәттә болидиғанлиқини билдүрди.

навурт америка пирезиденти доналд трампниң нойабирда хитайни зийарәт қилишидин илгири тиллерсонниң хитайда алий дәриҗилик рәһбәрләр билән көрүшидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «тиллерсонниң зийаритидә корейә йерим арилини йадро қораллиридин тазилаш, пирезидент доналд трампниң хитай зийарити вә сода селинмилиридин сирт нурғун мәсилә кеңәш қилиниду.»

бурунму хитайда зийарәттә болған тиллерсон 28-сентәбирдә хитайда ташқий ишлар минситири салаһийити билән иккинчи қетим зийарәттә болған болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر