америка мудапиә министири билән нато баш катипи кабулда туйуқсиз зийарәттә болди

америка мудапиә министири җеймс маттис билән шималий атлантик әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг, афғанистанниң пайтәхти кабулда туйуқсиз зийарәттә болди.

815080
америка мудапиә министири билән нато баш катипи кабулда туйуқсиз зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда турушлуқ нато қисимлири қоманданлиқ мәркизи байанат берип, маттис билән столтенбергниң кабулдики нато газармисини зийарәт қилғанлиқини билдүрди.

игилинишичә, әскәрләрчә хитаб қилиши күтүлүватқан икки әмәлдарниң афғанистан пирезиденти әшрәф ғени билән көрүшидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر