афғанистанда хәлқара айродурумда һуҗум йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулда хәлқара айродурумда ракетамийут һуҗуми йүз берип, 5 пуқра йариланди.

815376
афғанистанда хәлқара айродурумда һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул җамат хәвпсизлики идарисиниң байанатчиси басир муҗаһидниң ейтишичә, ракетамийутлардин бириниң айродурум әтрапидики бир өйгә чүшүши нәтиҗисидә йариланған пуқралардин бириниң әһвали еғир икән. айродурумғиму бирқанчә ракетамийут чүшкән болуп, ракетамийут етилғанлиқи тәхмин қилинған йақа тут райониға һәрбий һәрикәт елип берилған.

исмини ашкарилашни халимиған бир айродурум хадиминиң ейтишичә, һуҗумдин кейин барлиқ учушлар тохтитилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алған талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид болса, нишанлириниң америка дөләт мудапиә министири җәймс матис икәнликини илгири сүргән.

америка дөләт мудапиә министири җәймс матис билән шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг һуҗум йүз бериштин бирқанчә саәт илгири афғанистанниң пайтәхти кабулға йетип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر