түркмән шәһири кәркүктә зораванлиқ вәқәси йүз бәрди

ирақниң кәркүк шәһиридә бир түркүм зораван түркмән ушшақ тиҗарәтчиләр уйушмиси бинасиға ракетамийот атти.

814832
түркмән шәһири кәркүктә зораванлиқ вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң кәркүк шәһиридә кимлики намәлум бир түркүм киши ирақ түркмән фиронтидики түркмән ушшақ тиҗарәтчиләр уйушмисиниң бинасиға ракетамийот атти.

азади сақчи идариси хадими нәҗдәт виндави ракетамийотниң тәхминән 150 метирдин етилғанлиқини билдүрүп, һуҗумда һечкимниң һайатиниң  зийанкәшликкә учримиғанлиқини лекин маддий зийанниң көрүлгәнликини ейтти.

нәҗдәт виндави вәқә йүз бәргән мусалла мәһәллисидә сақчиларниң бихәтәрлик тәдбирлирини алғанлиқини, шундақла зораванларни қолға чүшүрүш үчүн тәкшүрүш хизмити башлиғанлиқини билдүрди.

ирақ күрт (корд)районлуқ һакимийитидә өткүзүлгән қанунсиз мустәқиллиқ реферандуми (омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити)ниң кәркүктә өткүзүлүши сәвблик валий мәһкимиси тәрипидин кочиға чиқиш мәний қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر