трамп шималий корейәгә еғир зәрбә беришкә тәййар икәнликлирини билдүрди

америка пирезиденти доналд трамп шималий корейәгә еғир зәрбә бериш үчүн тәййар һаләткә келип болғанлиқлирини билдүрди.

814918
трамп шималий корейәгә еғир зәрбә беришкә тәййар икәнликлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп шималий корейәни еғир бәдәл төләткүзүшкә тәййар икәнликлирини ейтти.

америка һөкүмити йәнә 8 шималий корейә банкиси билән чәт әлдә йашаватқан 26 шималий корейәлик банка хадимиға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

доналд трамп испанийә баш министири марийано раҗой билән көрүшкәндин кейин ақсарай алдида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш  йиғинида муһим сөзләрни қилди.

америка армийәсиниң шималий корейәгә һәрбий җәһәттин тәдбир қоллинишқа тәййар һаләткә келип болғанлиқини ейтқан доналд трамп мунуларни деди: «биз иккинчи таллаш бойичә иш тутушқа тәййармиз, бирақ буни таллашни бизму халимаймиз, навада бу бойичә иш тутуп қалсақ еғир ақивәт келип чиқиду, буниң зийини бизгә әмәс шималий корейәгә болиду.»

испанийәниң терроризимға қарши күрәшләрдә америка билән һәмкарлиқ ичидә болуп кәлгәнлики сәвәбидин баш министир раҗойға миннәтдарлиқини билдүргән трамп мунуларни байан қилди: «шималий корейәлик әлчини чеградин қоғлап чиқишни қарар қилған вә вәһший шималий корейә һакимийитини йетим қалдуруш үчүн елип барған хизмәтлиримиздә бизгә йеқиндин маслашқан испанийәгә рәһмәт ейтимән.»

шималий корейәниң йадро пирограммисиниң пүткүл дунйаға тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини ейтқан доналд трамп, бу дөләтни йадро қораллиридин тазилаш үчүн пүткүл дөләтләрниң қоллиши лазимлиқини ейтти. шималий корейә  билән болған содисини муәййән дәриҗидә азайтқан хитай һөкүмитиниму махтиған трамп йәнә мундақ деди: «шималий корейә билән банкичилиқ саһәсидә орнатқан күчлүк мунасивитигә хатимә бәргән хитай һөкүмитини қизғин алқишлаймән.»

билдүрүлүшичә, америка һөкүмити 8 шималий корейә банкиси вә көп қисми чәт әлдә пийоңйаң һөкүмитигә вакалитән пул-муамилә ишлири билән шуғуллинидиған 26 шималий корейәликни ембарго тизимликигә киргүзгән.

америка хәзинә ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, 8 шималий корейә банкиси вә русийә, хитай, ливийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрдә шималий корейәниң пул-муамилә саһәсигә хизмәт қилип келиватқан 26 шималий корейәлик ембарго тизимликигә киргүзүлгән вә америка пуқралири вә органлириниң ембарго тизимликигә киргүзүлгән шәхсләр вә органлар билән пул-муамилә елип бериши чәкләнгән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиму өткән һәптә пийоңйаң һөкүмитигә бир қатар ембарголарни қойушни мәзмун қилған қарар лайиһәсини бирдәк аваз билән мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر