шималий ирақ районлуқ һөкүмити бағдадниң тәлипини рәт қилди

ирақ корд районлуқ һөкүмити, ирақ мәркизий һөкүмитиниң айродурумларниң башқуруш һоқуқини бағдадқа өткүзүп бериш тоғрисидики тәлипини рәт қилди.

815131
шималий ирақ районлуқ һөкүмити бағдадниң тәлипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд районлуқ һөкүмити байанат елан қилип, айродурумларниң башқуруш һоқуқиниң бағдадқа өткүзүп берилмәйдиғанлиқини уқтурди.

ирақ мәркизий һөкүмити, «чәт әл айропиланлириниң ирақ корд районлуқ һөкүмитигә қатнишини тохтитип қойидиғанлиқи» ни елан қилди.

ирақ пуқралар авийатсийә оргини, чәт әл ширкәтлириниң җүмә күнидин башлап ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликигә қатнашни тохтитишини тәләп қилди.

ирақ баш министири һәйдәр әлибади, чеграларниң башқуруш һоқуқи 3 күн ичидә бағдадқа өткүзүп берилмигән тәқдирдә, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң пүткүл хәлқаралиқ авийатсийә қатнишини қош йөнилишлик тохтитип қойидиғанлиқлирини уқтурди.

ирақ баш министири һәйдәр әлибади мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, «омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң пүткүл ирақ вә ирақ корд районлуқ һөкүмитигә сәлбий тәсирлири болиду. бу бир тәрәплимә бир қәдәм иди, бирақ хәлқараниң пикригә қулақ селинмиди. ирақниң бирлики вә игилик һоқуқидин қәтий ваз кәчмәймиз. омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң нәтиҗиси тоғрисида сөһбәтму өткүзмәймиз» дегәниди.

у йәнә, бәзи корд әмәлдарларниң ирақ пуқралири арисиға өчмәнлик уруқлирини чечиватқанлиқини әскәртип, «биз, кордлар башта болуп һечбир пуқрайимизниң абруйиға чеқилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилғаниди.

мәркизий һөкүмәтниң һоқуқини дөләтниң пүткүл җайлирида йүргүзидиғанлиқини билдүргән ирақ баш министири ибади, бирләшмә хамчотиниң асасий қанунда көрситилгини бойичә мәркизий һөкүмәткә қайтурулуши керәкликини тәкитләп өткәниди.

у йәнә, пүткүл қуруқлуқ вә һава чегра еғизлирини башқуруш һоқуқиниң мәркизий һөкүмәтниң қолиға мәркәзләштүрүлүшиниң қарар қилинғанлиқини билдүрүп: «ирақ корд районлуқ һөкүмити әмәлдарлири мәһәллий, район вә хәлқара җамаәтчиликниң омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң асасий қанунға уйғун әмәслики тоғрисидики чақириқлириға қулақ салмиди. ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидики таможнилар ирақ чегра мудапиә оргиниға қарашлиқтур. чегра башқуруш һоқуқи 3 күн ичидә бағдадқа өткүзүп берилмигән тәқдирдә, ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидин қозғилидиған вә у тәвәликкә чүшидиған пүткүл хәлқаралиқ авийатсийә қатнашлирини тохтитимиз. бу қарарни ички кабинетта чиқардуқ. ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң байлиқи тәкшүрүштин йирақ қалмақта вә киримлири чәт әлләрдики хусусий һесабатларға кәтмәктә.» дегәнләрни қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر