сәуди әрәбистанда буниңдин кейин айалларму аптомобил һәйдийәләйду

сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз әл сууд айалларниңму аптомобил һәйдишини мәзмун қилған қарарнамини имзалиди.

814841
сәуди әрәбистанда буниңдин кейин айалларму аптомобил һәйдийәләйду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз әл сууд сәуди айаллириниң аптомобил һәйдишигә рухсәт қилишни мәзмун қилған қарарнамини имзалиди.

падишаһ сәлман айалларға шопурлуқ кенишикиси берилишини мәзмун қилған қарарнамини имзалап, мәзкур қарарнаминиң 2018-йили ийунғичә толуқ иҗра қилиниши үчүн йолйуруқ бәрди.

сәуди әрәбистанда айаллар аилә әзалиридин бир әр қешида болмай туруп аптомобил һәйдийәлмәйтти вә аптомобил һәйдәш һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилған айаллар болса турмиға солинатти.

сәуди әрәбистан дөләт хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дейилди: «падишаһлиқниң пәрмани билән әр-айал баравәрлики асасида шопурлуқ кенишкиси бериш болуп нурғун қатнаш қаидилиригә түзитиш киргүзүлди.»

падишаһниң пәрманиға асасән мәхсус комитет қурулған болуп, бу комитетниң әзалири ички ишлар, малийә, әмгәк вә иҗтимаий соғурта министирлиқлириниң вәкиллиридин тәшкил тапиду, комитет мәзкур қарарнаминиң иҗра қилиниш әһвалини назарәт қилиду.

мәзкур қарарнамигә тунҗи болуп америка инкас қайтурди. америка даирилири мәзкур қарарнамидин толиму хурсән болғанлиқлирини билдүрүп, бу әһвални «тоғра йөнлинишкә елип баридиған йолда ташланған чоң қәдәм»дәп тәриплиди.

ақсарай бу тоғрулуқ елан қилған байанатида мундақ дейилди: «пирезидент доналд трамп сәуди әрәбистан һөкүмитиниң айалларға аптомобил һәйдәш һоқуқи бәргән қарарнамисидин толиму хурсән болди. бу әһвал сәуди әрәбистандики айалларниң һәқ-һоқуқ вә пурсәтлирини омумлаштуруш җәһәттә  ташланған иҗабий қәдәмдур. бу вә 2030 нишаниға охшаш ислаһатлар йоли арқилиқ сәуди әрәбистан җәмийитини тәрәққий қилдуруш вә иқтисадини күчәйтиш үчүн бу дөләтни қоллашни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر