русийә шималий ирақтики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида ипадә билдүрди

русийә, 25 – сентәбир дүшәнбә күни ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидә өткүзүлгән қанунсиз омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида байанат елан қилди.

815211
русийә шималий ирақтики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити тоғрисида ипадә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә, 25 – сентәбир дүшәнбә күни ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидә өткүзүлгән қанунсиз омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидин кейин районда йүз бериш еһтимали болған мәсилиләрни тилға алған һалда, ирақниң земин пүтүнлүкини толуқ қоллайдиғанлиқлирини уқтурди.

русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, ирақ дөлитиниң земин пүтүнлүкини қоғдап қелиш үчүн, һәммә ортақ қобул қилидиған бир чариниң оттуриға қойулуши керәкликини әскәртти.

«русийә ирақниң бирлик вә земин пүтүнлүкини сақлап қелиш тәрәпдари икәнликини тәкитлимәктә вә сәлбий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиған қәдәмләрни ташлаштин йирақ туруш керәк, дәп қаримақта» дегән ибариләргә орун берилгән байанатта, русийәниң пүткүл тәрәпләрни мәсилини һәл қилиш үчүн тинч вә иҗабий усулда дийалог өткүзүшкә чақиридиғанлиқиға ишарәт қилинди.

ирақ һөкүмити, 2005 – йили түзүлгән ирақ асасий қануниға зит болғанлиқи үчүн, түнүгүн ирақ корд районлуқ һөкүмити тәрипидин өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити вә униң нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر