генерал дунфорд: хитай 2025-йилдин кейин америка үчүн чоң тәһдиткә айлиниду

америка армийә иштаб башлиқи генерал җосиф дунфорд иранниң 2015-йили алтә дөләт билән түзгән йадро келишимигә бойсунғанлиқини ейтти.

814968
генерал дунфорд: хитай 2025-йилдин кейин америка үчүн чоң тәһдиткә айлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийә иштаб башлиқи генерал дунфорд иккинчи қетим иштаб башлиқи болуп вәзипигә тәйинлиниш үчүн кеңәш палатасиниң хизмәтләр комитетида соалларға җаваб бәрди. у палатада соалларға бәргән йазмичә җавабида, теһран һөкүмитинң йадро келишимигә бойсунғанлиқини қәйт қилди.

у: «игилигән мәлуматлирим, иранниң келишим даирәсидә мәсулийитини ада қиливатқанлиқини көрситип бәрмәктә, бирақ келишим иранниң йадро қорали тәрәққий қилдуруш сүритини астилатқан болсиму, райондики йаман характерлик һәрикәтлирини өзгәртәлмиди» деди.

у өзиниң йазмичә бәргән җаваблири һәққидә соралған соалларға: «келишим, иран шәкилләндүргән бәш тәһдиттин пәқәт биригила хитаб қилиду. келишим өз ичигә алмиған тәһдитләр болса, башқурулидиған бомба, деңиздики тәһдитләр, иранниң сибәр һуҗумлири үчүн вастичиләрни қоллиши қатарлиқ тәһдитләрдур» дәп җаваб бәрди.

у иранниң башқа нурғун саһәләрдә йаман характерлик һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқини, иранниң ирақ билән сүрийәдики тәсириниң күчәйгәнликини, йәмән билән ливанда болса, паал һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

у башқа соалларға: «шималий корейә һазир тинч окйан районида америка үчүн әң чоң тәһдит һесаблиниду, хитай 2025-йилдин кейин әң чоң тәһдиткә айлиниду» дәп җаваб бәрди.

у вашингтонниң һазирғичә пийоңйаң һөкүмитигә қарши дипломатик вә иқтисадий вастиләр арқилиқ бесим қиливатқанлиқини әскәртип: «һәрбий җәһәттә, шималий корейәгә қарши ташқи ишлар министири тиллерсон йетәкчилик қиливатқан бесим қилиш паалийәтлирини толуқ қоллашқа тәййармиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر