даеш рамадиниң үч райониға соқунуп кирип, ирақ хәвпсизлик күчлири билән тоқунушти

ирақниң әнбар вилайитиниң рамади наһийәси тәвәликидики үч районға соқунуп киргән даеш террорлуқ тәшкилати әзалири билән хәвпсизлик күчлири арисида тоқунуш йүз бәрди.

815194
даеш рамадиниң үч райониға соқунуп кирип, ирақ хәвпсизлик күчлири билән тоқунушти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң әнбар вилайитиниң рамади наһийәси тәвәликидики үч районға соқунуп киргән даеш террорлуқ тәшкилати әзалири билән хәвпсизлик күчлири арисида тоқунуш йүз берип, икки нәпәр хәвпсизлик хадими һайатидин айрилди, 21 пуқра йариланди.

ирақ армийәсидин полковник вәлид дуләйми, йерим кечидә даеш әзалириниң рамади шәһириниң үч райониға соқунуп киришидин кейин тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

әнбар сақчи идариси мудири һади ризиҗ, даеш һуҗум қилған районларниң контроллуқиниң капаләт астиға елинғанлиқини ейтти.

сақчи әмәлдари адил әлулвани болса, рамадиниң җәнубиға җайлашқан таш райониниң даештин пүтүнләй қайтурувелинғанлиқини, йүз бәргән тоқунушта тәшкилатниң 20 адиминиң өлтүрүлгәнликини қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, салаһуддин шәһириниң җәнубидики бир сақчи мәркизигә һуҗум қилмақчи болған 4 террорчиниң өлтүрүлгәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر