бағдад шималий ирақ корд районлуқ һөкүмитигә 3 күн мөһләт бәрди

ирақ баш министири һәйдәр әлибади, пүткүл қуруқлуқ вә һава чегра еғизлирини башқуруш һоқуқиниң мәркизий һөкүмәтниң қолиға мәркәзләштүрүлүшиниң қарар қилинғанлиқини билдүрди.

814936
бағдад шималий ирақ корд районлуқ һөкүмитигә 3 күн мөһләт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири һәйдәр әлибади, чеграларниң башқуруш һоқуқи 3 күн ичидә бағдадқа өткүзүп берилмигән тәқдирдә, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң пүткүл хәлқаралиқ авийатсийә қатнишини қош йөнилишлик тохтитип қойидиғанлиқлирини уқтурди.

ирақ баш министири һәйдәр әлибади мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, «омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң пүткүл ирақ вә ирақ корд районлуқ һөкүмитигә сәлбий тәсирлири болиду. бу бир тәрәплимә бир қәдәм иди, бу йәрдә хәлқараниң пикригә қулақ селинмиди. ирақниң бирлики вә игилик һоқуқидин қәтий ваз кәчмәймиз. омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң нәтиҗиси тоғрисида сөһбәтму өткүзмәймиз» деди.

ибади, бәзи корд әмәлдарларниң ирақ пуқралири арисиға өчмәнлик уруқлирини чечиватқанлиқини әскәрткән һалда, «биз, корд пуқралиримиз башта болуп һечбир пуқрайимизниң абруйиға чеқилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

мәркизий һөкүмәтниң һоқуқини дөләтниң пүткүл җайлирида йүргүзидиғанлиқини билдүргән ирақ баш министири ибади, хамчотиниң асасий қанунда көрситилгини бойичә мәркизий һөкүмәткә қайтурулуши керәкликини тәкитләп өтти.

у йәнә, пүткүл қуруқлуқ вә һава чегра еғизлирини башқуруш һоқуқиниң мәркизий һөкүмәтниң қолиға мәркәзләштүрүлүшиниң қарар қилинғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «ирақ корд районлуқ һөкүмити әмәлдарлири мәһәллий, район вә хәлқара җамаәтчиликниң омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң асасий қанунға уйғун әмәслики тоғрисидики чақириқлириға қулақ салмиди. ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидики таможнилар ирақ чегра мудапиә оргиниға қарашлиқтур. чегра башқуруш һоқуқи 3 күн ичидә бағдадқа өткүзүп берилмигән тәқдирдә, ирақ корд районлуқ һөкүмити тәвәликидин қозғилидиған вә у тәвәликкә чүшидиған пүткүл хәлқаралиқ авийатсийә қатнашлирини тохтитимиз. бу қарарни ички кабинетта чиқардуқ. ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң байлиқи тәкшүрүштин йирақ қалмақта вә киримлири чәт әлләрдики хусусий һесабатларға кәтмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر