шиветсийәнң өребро шәһиридики бир җамәгә от қойуветилди

өребро шәһәрлик от өчүрүш идариси башлиқи улф җакобсен, пакитлар қәстән от қойуп бериш вәқәсигә ишарәт қилмақта, деди

814319
шиветсийәнң өребро шәһиридики бир җамәгә от қойуветилди

түркийә авази радийоси хәвири: өребро шәһәрлик от өчүрүш идариси башлиқи улф җакобсен, от өчүрүш хадимлириниң шу җай вақти саәт 02:00 от өчүрүшкә тутушқан болушиға қаримай, җамәниң пүтүнләй пайдиланғили болмайдиған һалға кәлгәнликини билдүрди.

у, вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлмигәнликини, нәқ мәйдандин топланған пакитларниң от апитиниң қәстән чиқирилғанлиқиға ишарәт қиливатқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

вивалла мәһәллисидики 2007 – йили селинған мәзкур җамәдә бирла вақитта 250 адәм ибадәт қилалайтти. шәһәрдики 25 пәрқлиқ дөләттин кәлгән мусулманлар, ибадәт қилиш үчүн бу җамәгә келәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر