германийәдә бир җамә һуҗумға учриди

германийәниң бремен шәһиридики фатиһ җамәсигә ислам һақарәт қилинған хәтләр йезип қойулди.

813373
германийәдә бир җамә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң бремен шәһиридики фатиһ җамәси һуҗумға учриди.

ислам җамаити миллий идийә һәрикитигә қарашлиқ бремен вә әтрапида тунҗи мунарлиқ җамә һесаблинидиған фатиһ җамәсиниң тамлириға ислам һақарәт қилинған хәтләр йезилди, хәт сандуқиға вә деризисигә етилдақлар селип қойулди.

фатиһ җамәси җәмийити секретари абдуләзиз кабадайи бу болмиғур қилмишниң йәкшәнбә күни әтигәндә намазға кәлгән җамаәт тәрипидин байқалғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «җамәгә орнитилған камериларни көрүп чиқтуқ, бирақ қараңғу сәвәбидин ениқлийалмидуқ, йезилған хәтләргә қарайдиған болсақ зораванниң икки киши икәнликини тәхмин қилғили болиду.»

бу қетимқи қилмишниң бу йил бремен вә әтрапида йүз бәргән төтинчи вәқә икәнликини ейтқан кабадайи йәнә мундақ деди: «җамимиздә тунҗи қетим мушундақ бир вәқәниң мәйданға келиши бизни толиму биарам қилди.»

фатиһ җамәси җәмийити башлиқи закайи гүмүш хәвпсизлик тармақлириға бу ишни йәткүзгәнликини ейтип: «җамимиздә һәр йил йили охшимиған аммиви җәмийәтләр йаки мәктәпләрдин миңларчә зийарәтчи күтүвалимиз, бу җайниң йәрлики болуш сүпитимиз билән ишикимиз һәммә адәмгә очуқ, биз бу җайда хатирҗәм вә баравәрлик ичидә йашашни арзу қилимиз»деди.

җамәгә келип җамаәткә тәсәллий бәргән иҗтимаий демократийә партийәси наһийә мәҗлиси әзаси муһәммәд токмак, сайлам кечиси йүз бәргән бу сәтчиликни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «көчмәнләр иттипақ вә хатирҗәмлик ичидә йашайдиған гирөпелинге наһийәмизниң образиға буниңға охшаш қилмишлар дағ чүшүрәлмәйду.»

бремен ислам кеңиши муавин башлиқи шанвәр чобан, йеқинқи күнләрдә җамәләргә қилинған һуҗумларниң ашқанлиқини әскәртип йәнә мундақ деди: «сақчи тармақлиридин йәһудий ибадәтханлириға охшаш җамимизниңму 24 саәт қоғдилишини тәләп қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر