хитайда партлаш йүз бәрди

хитайда етилдақ ишләпчиқиридиған бир завутта партлаш йүз берип, 7 киши қаза қилди.

812656
хитайда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дөләтниң шәрқий җәнубиға җайлашқан җийаңши өлкисиниң шаңли наһийәсидики бир етилдақ ишләпчиқириш завутида партлаш йүз берип, 7 адәм қаза қилған, завут еғир зийанға учриған.

игилинишичә, йәрлик һөкүмәт илгири бихәтәр әмәс дәп қарап, завутниң ишләпчиқиришини тохтитиш вә тақаш тоғрулуқ қарар чиқарған икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر