лондон метросидики партлашни ениқлаш ишлири давамлашмақта

әнглийә пайтәхти лондон метросида 15-сентәбир йүз бәргән һуҗумға четилип қолға елинғанлар саниниң бәшкә чиққанлиқи билдүрүлди.

810729
лондон метросидики партлашни ениқлаш ишлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: лондон сақчи даирилири метро бекитидики партлашқа мунасивәтлик қолға елинғанлар һәққидә байанат елан қилди. байанатта, галлерниң җәнубиға җайлашқан нийупорт шәһиридә елип берилған ахтуруп тутушта, 48 вә 30 йашлиқ икки кишиниң террорлуқ қануни даирәсидә тутулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, 19-сентәбир кәчтә тәкшүрүш даирәсидә тутулған 25, 21 вә 18 йашлардики үч кишини сорақ қилиш ишлири һәмдә охшимиған төт җайда ишлириниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

әнглийә сақчилири камера көрүнүшлири вә вәқәни өз көзи билән көргән шаһитларниң дегәнлиригә асасән партлаш вақтиниң тоғрилап қойулғанлиқи илгири сүрүлгән бомбини метроға қойуп қойған кишиниң кимликини ениқлаш үчүн һәрикәт қилмақта.

15-сентәбир әтигәндә лондон метросиниң парсонс грен бекитидә партлаш йүз бәргән иди.

әнглийә сақчилири 30 киши йариланған вәқәниң террорлуқ һуҗуми икәнликини вә ақ рәңлик қутиға қойулған бомбиниң толуқ партлимиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر