лондон сақчилири бир йашни метро һуҗумиға четишлиқи барлиқини илгири сүрүп назарәт астиға алди

әнглийә сақчилири, лондон метро бекитидә мәйданға кәлгән бомбилиқ һуҗум билән четишлиқи болуши мумкин, дәп қаралған иккинчи гумандарни назарәт астиға алди.

808610
лондон сақчилири бир йашни метро һуҗумиға четишлиқи барлиқини илгири сүрүп назарәт астиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә сақчилири, лондон метро бекитидә мәйданға келип 30 адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған бомбилиқ һуҗум билән четишлиқи болуши мумкин, дәп қаралған иккинчи гумандарни назарәт астиға алди.

лондон сақчилири, иккинчи гумандариниң лондонниң ғәрбигә җайлашқан хонсловда түнүгүн кечә терроризм қануниниң 41 – маддисиниң роһиға асасән назарәт астиға елинғанлиқини уқтурди вә 21 йашлиқ мәзкур гумандарниң лондонниң җәнубидики бир сақчи идарисида тутуп турулуватқанлиқини қәйт қилди.

әнглийә сақчилири буниңдин илгири 18 йашлиқ бир гумандарни назарәт астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر