әрәб иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғини қаһирәдә ечилди

әрәб иттипақиниң баш катипи әһмәт әбу гайт 2017-йил 5-ийундин тартип башланған парс қолтуқи киризисини һәл қилиш үчүн вақитқа еһтийаҗ барлиқини вә бу қийинчилиқниң ахирлишидиғанлиқини билдүрди.

806311
әрәб иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғини қаһирәдә ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб иттипақи баш катипи әбу гайт мисир пайтәхти қаһирәдә ечиливатқан әрәб иттипақи ташқи ишлар министирлириниң 148-нөвәтлик йиғини даирәсидә, җибути ташқи ишлар министири билән әрәб иттипақиниң 148-нөвәтчи риси мәһмут әли йусуф билән көрүшти. әбу гайт мухбирларни күтүвелиш йиғинида, әрәб иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинида шималий ирақ районлуқ күрт (корд) һөкүмитиниң 25-ийул өткүзмәкчи болған реферандум, пәләстин мәсилиси билән исираилийәниң африқида нопуз тикләш урунушлири тоғрисида муһим қарарларниң чиқирилғанлиқини билдүрди.

у ирақниң земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқлирини, исираилийәниң африқидики нопуз тикләш тактикисиға қарши күрәш қилиш истратегийәсини тәрәққий қилдуруш мәқситидә әза дөләтләр оттурисида өзара мәслиһәт қилиш комитетиниң қурулидиғанлиқини ейтти.

у әза дөләтләргә қаритип, исираилийәниң пәләстин хәлқиниң қануний һәқ-һоқуқлирини айақ-асти қилиш вә пәләстин земинини ишғал қилғанлиқиниң үстини йепиш үчүн пайдилиниватқан мунбәрләргә қатнашмаслиқни чақириқ қилди.

у қатар билән әрәб дөләтлири арисида партлиған киризис үстидиму тохталди. у киризисниң һәл болуши үчүн вақитқа еһтийаҗ барлиқини вә ахирлишидиғанлиқини билдүрди.

җибути ташқи ишлар министири йиғинда, ливийәниң зеимн пүтүнлүкигә һөрмәт қилинишини, немә болушидин қәтийнәзәр сиртқи күчләрниң арилишишиниң рәт қилинишини вә сүрийәдики киризисни пәқәт сийасий йол билән һәл қилиш мумкинчилики қатарлиқ бәзи қарарларниң елинғанлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистан, мисир, бәһрәйн вә әрәб бирләшмә хәлипилики 5-ийун террорлуқни қоллиғанлиқини илгири сүрүп, қатар билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтлирини үзгәнликлирини елан қилған иди. арқидин бәзи дөләтләрму қатар билән дипломатик мунасивәтлирини үзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر