шотландийәдә 400 дин артуқ бала көмүлгән бир коллектип мазар байқалди

шотландийәдики «Smyllum Park» намлиқ бир йитим – йесирлар параванлиқ орниға йеқин җайда 400 дин артуқ бала көмүветилгән бир коллектип мазар байқалди.

805329
шотландийәдә 400 дин артуқ бала көмүлгән бир коллектип мазар байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: гуардийан гезитиниң хәвәр қилишичә, 1864 – 1981 – йиллири арисида актип паалийәт билән шуғулланған «Smyllum Park» намлиқ йитим – йесирлар параванлиқ орни, 11 миңдин артуқ йитим балиға башпанаһ болған болуп, архип мәлуматлириға асасланғанда, мәзкур орундики балиларниң көпинчиси туберкулйоз вә өпкә йаллуғи дегәндәк тәбиий сәвәбләр түпәйли һайатидин айрилған.

бирақ, оттуриға чиқирилған коллектип мазар нурғун соал ишарәтлирини пәйда қилди. сақчилар, балиларниң начар муамилигә учрап – учримиғанлиқини тәкшүрүшкә башлиди؛ чүнки, 2004 – йилидики бир тәкшүрүш нәтиҗиси, мәзкур йитим – йесирлар параванлиқ орнидики балиларниң наһайити еғир начар муамилигә учриғанлиқиға ишарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر