даешниң қолида тәййар қуруқ паспортлар бар

германийә даирилири террорлуқ тәшкилати даешниң қолида һәр қандақ адәмниң учурлирини йазғили болидиған 11 миң тәййар паспорт барлиқини елан қилди.

804693
даешниң қолида тәййар қуруқ паспортлар бар

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати даешниң қолида тәййар қуруқ паспортларниң барлиқи билдүрүлди. германийә таратқусиниң хәвиригә асасланғанда, террористлар қолидики раст паспортларни йалған кимлик пәйда қилиш үчүн пайдилиниши мумкин икән.

германийә хәвпсизлик тармақлири сүрийә һөкүмитигә қарашлиқ орунлардин оғриланғанлиқи илгири сүрүлгән 18 миңдин артуқ қуруқ паспорттин 11миңиниң даешниң қолида икәнликини, қалған паспортларниң башқа тәшкилатларниң қолиға чүшүп кәткәнликини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر