бейҗиң: б д т ниң шималий корейәгә қарши ташлайдиған «қошумчә қәдәмлири» ни қоллаймиз

хитай ташқи ишлар министири ваң йи, дөлитиниң б д т ниң шималий корейәгә қошумчә ембарго йүргүзүшини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

802935
бейҗиң: б д т ниң шималий корейәгә қарши ташлайдиған «қошумчә қәдәмлири» ни қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, шималий корейәниң ахирқи қетимлиқ йадро синиқи арқилиқ б д т  ниң қарарлириға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқини вә йадро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елиш келишимигә бузғунчилиқ қилғанлиқини әскәртти.

министир ваң йи, бейҗиң һөкүмитиниң, б д т ниң пийоңйаң һөкүмитигә қарши зөрүр болған қошумчә қәдәмләрни ташлишини қоллайдиғанлиқини тәкитләп, шималий корейәниң «йадро мәсилиси қулупи» ни ачидиған ачқучниң йериминиң бесим вә ембарголардин, қалған йериминиң дийалог вә музакириләрдин ибарәт икәнликини қәйт қилди.

у, бу иккиси бир нуқтиға кәлгәндә, корейә йерим арилидики йадро мәсилисиниң һәл болидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر