бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи рамаллаһта

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонио гуттеррес ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики рамаллаһта зийарәттә болди.

798870
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи рамаллаһта

түркийә авази радийоси хәвири: гуттеррес зийарити даирисидә исраилийә түрмилиридики пәләстинлик тутқунларниң йеқин - йоруқлири билән көрүшти.

учришишта, тутқунларниң аилә тавабиатлири уларниң тиббий җәһәттин сәл қарилиш, айаллар, балилар вә парламет әзалириниң тутқун қилиниши вә шеһит мейитлириниң берилмәсликидәк әһвалларға дуч келиватқанлиқини ейтип, гуттеррестин мәһбусларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн җиддий вә әмәлийәтчил қәдәмләрниң ташлиниши һәмдә уларниң қойуп берилиши үчүн исраилийәгә бесим ишлитилишини тәләп қилди. гуттеррес болса: «пәләстинлик тутқунлар дуч келиватқан қийинчилиқларни чүшинимиз, мунасивәтлик тәрәпләр билән бу мәсилини һәл қилишқа тиришимиз» деди. бу арилиқта, пәләстинлик әсирләр вә қойуп берилгәнләр һәйитиниң мәсули иса каракиниңму гуттеррестин исраилийәниң пәләстинлик тутқунларниң һәқ – һоқуқлирини дәпсәндә қилиш мәсилисини музакирә қилиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишидин йиғин чақиришни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر