америкида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң нйу мексико өлкисидики хәлқ кутупханисида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, кәм дегәндә икки адәм һайатидин айрилди.

798286
америкида қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бир кишиниң нйу мексико өлкисиниң тексас чеграсиға йеқин йәргә җайлашқан 40 миң нопуслуқ колвис шәһиридики хәлқ кутупханисиға кирип, әтрапқа қалаймиқан оқ чиқириши нәтиҗисидә, кәм дегәндә икки адәмниң өлгәнлики, 4 адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

һуҗумчи вәқә йүз бәргәндин кейин нәқ мәйданға йетип кәлгән сақчиларға тәслим болди. сақчилар һуҗумниң террорлуқ билән четишлиқи барлиқини ейтишқа балдурлуқ қилидиғанлиқини, һуҗумчини сорақ қилишниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

америка қошма иштатлиридики қораллиқ зораванлиқ вәқәлирини архиплаштуруш ишлири билән шуғуллинидиған «қораллиқ зораванлиқ вәқәси архипи» намлиқ бир иҗтимаий күчләр башқурушидики органниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2017- йилниң бешидин таки 28 – авғустқичә болған җәрйанида, америкида 41042 қораллиқ зораванлиқ вәқәси йүз берип, җәмий 10197 адәм һайатидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر