русийәниң суданда турушлуқ баш әлчиси өйидә өлүк һаләттә байқалди

русийә ташқи ишлар министирлиқи, русийәниң соданда турушлуқ баш әлчиси миргайас ширинискийниң суданниң пайтәхти хартумдики рәсмий туралғусида өлүп қалғанлиқини билдүрди.

795920
русийәниң суданда турушлуқ баш әлчиси өйидә өлүк һаләттә байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, өлүм сәвәби һазирғичә ениқлиналмиған 62 йашлиқ рус дипломатниң 2013 – йилидин буйан суданда баш әлчи болуп вәзипә өтәватқанлиқи, униңдин илгири мисир, йәмән, сәуди әрәбистан вә рувандада вәзипә өтигәнлики қәйт қилинди.

суда ташқи ишлар министирлиқиму бу вәқәни җәзмләштүрди؛ министирлиқ байанатчиси ғәрибуллаһ әлһәдәр йазма байанат елан қилип, «русийә баш әлчиси миергайас шириниский хартумдики туралғусида вапат болди» дегәнләрни қәйт қилди.

суданниң русийә хәлқигә, һөкүмитигә вә баш әлчи ширинискийниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүридиғанлиқини қәйт қилған һәдәр, ширинискийниң икки дөләт арисидики мунасивәтләрни гүлләндүрүш үчүн, алаһидә күч чиқарғанлиқини тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر