иран америкиға һәйвә көрсәтти
иран америка ембарго қойушни давамлаштурған тәқдирдә уран қойуқландурушни тезләштүридиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: иран атом енергийәси идариси башлиқи әли әкбәр салиһи мундақ деди: «пүтүн күчимиз билән тиришсақ, әң аз 5 күн ичидә йадро базисида уранни %20 әтрапида қойуқландуруғили болиду.»
салиһи сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «йадро келишими һасил қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликимиздин, бундақ ишниң йүз беришини халимаймиз, әлвәттә.»
иран пирезиденти һәсән руһаниму өткән һәптә америка йеңи ембарголар қойған тәқдирдә 2015-йили һасил болған йадро келишимини қисқа вақит ичидә бикар қиливетидиғанлиқлирини билдүрүп америкини агаһландурғаниди.
иран 2015-йили русийә, әнглийә, германийә, фирансийә, хитай вә америка билән музакирә өткүзүп йадро келишими һасил қилди, бу келишимниң нәтиҗисидә уран қойуқландуруш сәвийәсини %5ниң астида тутуп турушни қобул қилди, буниң бәдилигә иранға қаритилған ембарголарниң йиниклитилидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә берилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
иреландийәму пәләстин дөлитини етирап қилди
испанийә вә норвегийәдин кейин, иреландийәму пәләстин дөлитини рәсмий етирап қилди.
испанийә пәләстин дөлитини етирап қилди
испанийә вәзирләр кеңиши пәләстин дөлитини рәсмий етирап қилиш қарарнамәсини мақуллиди.