сирбийә билән македонийә оттурисида сүркилиш келип чиқти

сирбийә билән македонийә оттурисида сирбийәниң македонийәдики әлчихана хадимлирини қайтуруп келиши билән мәсилә келип чиқти.

794162
сирбийә билән македонийә оттурисида сүркилиш келип чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: сирбийә македонийәдики үскүп әлчиханисида вәзипә өтәватқан барлиқ хадимлирини қайтуруп кәлди.

сирбийә ташқи ишлар министирлиқиниң мәлуматиға тайинип хәвәр тарқатқан дөләтлик телевизийә қанили RTS ниң билдүрүшичә, барлиқ әлчихана хадимлириниң кеңәш үчүн пайтәхт белгирадқа чақиритилған.

пирезидент александир вукик сирбийәниң македонийәдики әлчиханисида хизмәт қилидиған барлиқ хадимлириниң кеңәш үчүн қайтуруп келингәнлики тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: « сирбийә органлириға қарши қойуқ шәкилдә истихбарат паалиийәтлири елип берилмақта.»

мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән вукик сирбийәдики алақидар даириләрниң һөкүмәт вә өзи тоғрулуқ муһим дәлилләр билән тәминлигәнликини билдүрүп, македонийәдә сирбийә органлириға қарши қойуқ шәкилдә истихбарат паалийәтлири елип бериливатқанлиқини әскәртти.

пирезидент вукик бу сәлбий әһвалларниң әксичә македонийә билән болған достанә мунасивәтлирини техиму күчәйтидиғанлиқлирини билдүрди.

сирбийәниң дөләт мәнпәәтини қоғдаш үчүн мушундақ қилғанлиқлирини алаһидә әскәртип өткән вукик икки дөләт мунасивәтлирини өз-ара һөрмәт асасида давамлаштуруш лазимлиқини тәкитлиди.

вукик сүркилиш ичидә туруватқан македонийә билән сирбийә мунасивитиниң 7 күн билән 10 күн ичидә әслигә келидиғанлиқини ейтти.

баш министир биранабик бу мәсилә тоғрулуқ ташқи ишлар министирлиқиниң байанат беридиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «мәсилини бирликтә һәл қилишқа тиришиватимиз, бу кичик мәсилә әмәс.»

буниңдин ташқири, македонийә ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат берип, сирбийәниң бу қарарниң сәвәбиниң һазирчә ениқ әмәсликини билдүрди.

икки дөләт мунасивәтлири македонийә тәрипдин мустәқиллиқи етрап қилинған косованиң б д т пән-маарип оргиниға әза болушини қоллиши сәвәблик, бу йил йанварда бузулғаниди.

әйни дәврдики сирбийәниң баш министири дакик македонийәни асасий қанундики нами бойичә «македонийә җумһурийити»сүпитидә етирап қилип еғир хаталиқ өткүзгәнликлирини ейтқаниди. дакик кейинчә «македонийә бизгә қандақ муамилә қилса,  бизму уларға шундақ муамилә қилимиз»дегәниди.

сирбийә 2008-йили өз алдиға мустәқиллиқини елан қилп һазирғичә 100дин артуқ дөләт тәрипидин етирап қилишқа еришкән косовани һелиһәм өз земини сүпитидә көрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر