хәлқара барселонадики террорлуқ вәқәсини қаттиқ әйиблиди

хәлқара испанийәниң барселона шәһиридә мәйданға кәлгән террорлуқ вәқәсини қаттиқ әйиблиди.

792320
хәлқара барселонадики террорлуқ вәқәсини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара җамаәтчилик испанийәниң барселона шәһиридә мәйданға кәлгән террорлуқ вәқәсигә наразилиқ билдүрди.

вәқәдин кейин барселонаға беришни қарар қилған испанийә баш министири марийано раҗой мундақ деди: «террорчилар бирлик ичидики хәлқимизни қәтий бойун әгдүрүлмәйду.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес бу қанлиқ вәқәни садир қилғучиларниң бурунрақ қануний җәһәттин бир тәрәп қилиниши лазимлиқини билдүрди.

шималий атлантик әһди тәшкилати-нато баш катипи җенс ситолтенберг иҗтимаий таратқудики адресида «пүтүн хийалим бәхитсизликкә учриғанларда қалди, терроризимға қарши бирлик ичидә һәрикәт қиливатимиз»дегән мәзмунда учур тарқатти.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампму иҗтимаий таратқудики адресида вәқә тоғрулуқ тарқатқан учурида мундақ деди: «америка қошма иштатлири испанийәгә тегишлик йардәмләрни қилиду. испанийә күчлүк болуңлар, силәрни толиму йахши көримиз.»

америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон америка  билән иттипдашлириниң террорчиларни тепип қанунниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп беришни қәтий қарар қилғанлиқлирини билдүрди.

йавропа парламенти башлиқи антонийо таҗани мундақ деди: «барселонадики террорлуқ қилмишиниң қурбанлириниң қайғуси ортақлишимиз, испанийә билән һәмкарлиқ ичидимиз.»

фирансийә пирезиденти еммануел макрон, германийә баш министири ангела меркел, әнглийә баш вәзири тереса мейға охшаш нурғун дөләтниң рәһбәрлириму испанийә билән достлуқ вә һәмкарлиқ ичидә икәнликлирини билдүрүшүп байанат елан қилишти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر