сәуди әрәбистан қатар һаҗи намзатлириға қолайлиқ йаритип беришни қарар қилғанлиқини җакарлиди

сәуди әрәбистан даирилири, қатарлиқ һаҗи намзатлириниң алдин електиронлуқ рухсәт алмастин қуруқлуқ вә һава йоли билән дөлитигә келәләйдиғанлиқини билдүрди.

791906
сәуди әрәбистан қатар һаҗи намзатлириға қолайлиқ йаритип беришни қарар қилғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан қатарлиқларниң һәҗ қилишиға йол қойидиғанлиқини җакарлиди؛ сәуди әрәбистан даирилири, қатарлиқ һаҗи намзатлириниң алдин електиронлуқ рухсәт алмастин қуруқлуқ вә һава йоли билән дөлитигә келәләйдиғанлиқини, чиқимларниң падишаһ сәлман бин абдуләзиз тәрипидин көтүрүлидиғанлиқини уқтурди.

сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи –спаниң хәвиридә көрситилишичә, падишаһ сәлман, тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң қатар пуқралириниң һәҗ пәрзини ада қилиши үчүн, сәлва чегра еғизини ишлитиши тоғрисидики тәклипини қобул қилған.

хәвәрдә, падишаһ сәлманниң, җиддәдики әссалам сарийида тәхт вариси шаһзадә тәрипидин қобул қилинған қатар һакимийитиниң бешидики ал сани аилисиниң әзаси шәйх абдуллаһ бин али бин абдуллаһ бин җасим ал саниниң мурәссәләштүрүши сайисида тәклипни қобул қилғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә көрситилишичә, падишаһ сәлман, қатар пуқралириниң һәҗ қилиш үчүн алдин електиронлуқ рухсәт алмастинла сәуди әрәбистан земинлириға кирәләйдиғанлиқини мақуллиған.

падишаһ, дәммам шәһиридики падишаһ фәһд хәлқара айродуруми билән әләһса хәлқара айродурумидин сәуди әрәбистанға киришлири, пүткүл чиқимлирини үстигә алған һалда җиддәгә елип берилиши үчүн, сәуди әрәбистан һава йоллири айропиланлириниң қатар айродурумиға әвәтилиши тоғрисида йолйоруқ чүшүрди.

шәйх җасим ал сани, тәхт вариси шаһзадә муһәммәд билән түнүгүн өткүзгән учришишта, икки дөләт арисидики узунға сузулған қериндашлиқ мунасивәтлирини тәкитләп өтүп, сәлва чегра еғизиниң ечилиши үчүн мурәссә қилғаниди.

сәуди әрәбистан буниңдин илгири байанат берип, қатарлиқ һаҗи намзатлириниң дөләт тәвәликигә пәқәт һава йоли арқилиқла қатар һава йоллиридин башқа ширкәтләрниң васитиси билән кирәләйдиғанлиқини билдүргән, қатар болса, сәуди әрәбистанни һаҗи намзатлириға тосқунлуқ пәйда қилиш билән әйиблигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر