буркина фасодики террорлуқ һуҗумида өлгәнләрниң арисида бир түркниң барлиқи билдүрүлди

буркина фасо учур – алақә ишлири министири вә һөкүмәт байанатчиси рәмис дандҗину, пайтәхтниң вамеһ курумаһ йоли бойидики бир ресторанда йерим кечидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини билдүрди.

789164
буркина фасодики террорлуқ һуҗумида өлгәнләрниң арисида бир түркниң барлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасониң пайтәхти вагадугудики бир ресторанда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 18 адәм өлди, 8 адәм йариланди.

буркина фасо учур – алақә ишлири министири вә һөкүмәт байанатчиси рәмис дандҗину һуҗум тоғрисида байанат берип, пайтәхтниң вамеһ курумаһ йоли бойидики бир ресторанда йерим кечидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини, һуҗумда бири түрк болуп җәмий 18 адәмниң өлгәнликини, 8 адәмниң йариланғанлиқини қәйт қилди вә һуҗумниң бир террорлуқ һуҗуми икәнликини сөзлиригә илавә қилди.

һазирғичә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.

бу җәрйанда, түркийә буркина фасода мәйданға кәлгән һуҗумни әйиблиди؛ түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, һуҗумда бир түркийә пуқрасиниң һайатидин айрилғанлиқини, йәнә бириниң йариланғанлиқини әскәртти вә түркийәниң бу һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر